чақмақ хәвәр: сақчилар олтурған тик учар айропилан чүшүп кәтти

сақчилар олтурған тик учар айропилан тунҗәлидә чүшүп кәтти.

715394
чақмақ хәвәр: сақчилар олтурған тик учар айропилан чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: тунҗәли валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, « Sikorsky» намлиқ сақчилар тик учар айропиланидин әнқәрә вақти саәт 11.40 әтрапида пүлүмүр наһийәсидин қозғилип 10 минут өткәндин кейин  сигнал үзүлүп қалған.

байанатта, тик учар айропиланниң һава шараитиниң начарлиқи сәвәбидин чүшүп кәткән дәп қариливатқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «мәзкур тик учар айропиланда 7 сақчи хадими, 1 сотчи, 1 кәспий әскәр вә 3 айропилан хадими бар дәп қаралмақта. тик учар айропилан һава шараитиниң начарлиқи сәвәбидин чүшүп кәткән дәп анализ қилиниватқан болуп, районға көп санда издәш – қутқузуш әтрәтлири әвәтилди.»

игилинишичә, районда издәш – қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر