түркийә армийәси террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта

түркийә армийәсиниң битлис тағлиқ районида п к к террорчилириға үзлүксиз зәрбә бәрмәктә.

706276
түркийә армийәси террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси битлис тағлиқ районида һава һәрикити елип берип , террорлуқ тәшкилатиниң панаһлиниш орунлири вә қорал истиһкамлирини битчит қилип ташлиди؛ бу қетимқи зәрбә бериш һәрикитидә 6 террорчи уҗуқтурулди.

түркийә җумһурийити баш қоманданлиқ иштаби байанат берип, түркийә армийәсиниң түнүгүн бир һазирий мәлум қилиш учурини тапшуруп алғандин кейин битлис тағлиқ районида һава һәрикити елип барғанлиқини уқтурди.

байанатта, һава армийәси уруш айропиланлириниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң панаһлиниш орунлири, қорал истиһкамлирини битчит қилип, 6 террорчини уҗуқтурғандин кейин, сақ – саламәт һалда базилириға қайтип кәлгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر