түркийә идлибтики химийәлик һуҗумни әйибләп, тәкшүрүлүшини тәләп қилди

түркийә бәшшар әсәд һакимийитиниң идлибқа қилған химийәлик қорал һуҗумини әйиблиди вә хәлқаралиқ җәмийәтләрниң дәрһал бу һуҗумларни тәкшүрүши керәкликини билдүрди.

705974
түркийә идлибтики химийәлик һуҗумни әйибләп, тәкшүрүлүшини тәләп қилди
suriyee.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи идлибтики химийәлик һуҗумни әйибләп байанат елан қилди. байанатта мундақ дейилди:

«бәшшар әсәд һакимийитиниң сүрийәниң идлиб вилайитигә қарашлиқ хан шәйхун райониға қилған вә көпинчиси кичик балиларни өз ичигә алған бигунаһ кишиләр һайатидин айрилған һуҗумни қаттиқ әйибләймиз.»

байанатта, хан шәйхундин елинған көрүнүшләр вә мәлуматларниң бәшшар әсәд һакимийитиниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң 2118- вә 2209-номурлуқ қарарлириға очуқтин очуқ хилаплиқ һесаблинидиған химийәлик қорал ишлитишни давамлаштуруватқанлиқи тәкитләнди.

байанатта йәнә мундақ дейилди:

«хәлқаралиқ җәмийәтләрниң бу һуҗум қаршисида наразилиқини билдүрүшини, химийәлик қоралларни чәкләш тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ җәмийәтләрниң техи йүз бәргинигә узун болмиған буниңға охшайдиған һуҗумлар үстидә дәрһал тәкшүрүш башлишини күтимиз. бәшшар әсәд һакимийитигә нисбәтән тәсир күчи бар тәрәпләрни уруш тохтитиш келишимигә еғир хилаплиқ қилған вә пүтүнләй бигунаһ пуқраларға қаритилған һуҗумларниң дәрһал тохтишини капаләткә игә қилидиған мәсулийитини ада қилишқа чақиримиз.»

түркийә җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калинму идлибтики химийәлик қорал һуҗуминиң уруш җинайити вә инсанийәткә хилап җинайәт даирисидә бир тәрәп қилиниши керәкликини билдүрди.

ибраһим калин һуҗумни қаттиқ әйибләйдиғанлиқлирини әскәртип, адәткә айлинип қалған бу һуҗумларниң, түркийәниң сүрийә киризисиға нисбәтән баштин тартип тутуп кәлгән позитсийәсиниң қанчилик тоғра икәнликини наһайити ениқ көрситип бәргәнликини қәйт қилди.

йавропа иттипақи ишлири министири вә баш музакирәчи өмәр чәлик твиттерда: «сүрийәдә пәқәт адәмләрла әмәс, бәлки адимийликму қәтл қилиниватиду. қирғинчилиқниң тохтитилиши үчүн йәнә қанчә сүрийәлик кичик бала өлүши керәк?» деди.

идлибтики химийәлик қорал һуҗуминиң тәсиригә учриған вә давалинш үчүн түркийәгә елип келингән кишиләрниң сани 32 гә йәтти. әһвали еғир болған икки кишиниң қутқузуш үнүм бәрмәй һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

билдүрүлишичә, җилвәгөзү чегра еғизиға елип келингән сүрийәлик йаридарлар алаһидә форма кийгән сәһийә хадимлириниң дәсләпки саламәтлик тәкшүрүшидин кейин чеградин киргүзүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر