түркийәниң вийана баш әлчиханиси һуҗумға учриди

16 – апрел реферандуми һарписида ириқчилиқ әвҗ елип кәткән йавропадики түркийә вакаләтханисида номуссизларчә һуҗум йүз бәрди.

697438
түркийәниң вийана баш әлчиханиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: икки киши түркийәниң вийана баш әлчиханисиға бесип кирип, җумһур рәис әрдоған нишан қилинған лозункини әлчихана бинасиға асқандин кейин қечип кәтти.

дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, мәзкур кишиләр бу вәқәни алдин пиланлиған икән, бу кишиләр вәқә садир қиливатқанда әлчихана бинасиниң удулидики пийадиләр йолида туруватқан бир мухбирниң тамға есилған лозункини рәсимгә тартишқа тәййар һаләттә туруши диққәт қозғайдикән.

игилинишичә, түркийәниң вийана баш әлчиханиси бу номуссиз һуҗумни елип барғанларниң тутулуши үчүн авистирийә даирилири билән давамлиқ алақиләшмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر