«түркийәниң һечкимниң земинида көзи йоқ»

җумһур рәис әрдоған түркийәниң һечкимниң земинида көзи йоқлуқини ейтти.

697944
«түркийәниң һечкимниң земинида көзи йоқ»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған җумһур рәислик сарийида балқан федератсийәси әзалириға хитаб қилғанда, булғарийәдә 26 – март күни сайлам өткүзүлидиғанлиқини әскәртти һәмдә бу сайламниң тинч, адил вә очуқ – йоруқлуқ билән өткүзүлүшини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

булғарийәдики түркләрниң пат - пат һуҗумға учришидин толиму әпсуслинидиғанлиқини әскәрткән әрдоған мундақ дәп көрсәтти: «бир тәрәптин демократийә дәватисиз, йәнә бир тәрәптин, түркләргә һуҗум қиливатисиз, бу қандақму әқилгә сиғсун? бир тәрәптин йавропа иттипақи өлчәмлири дәватисиз, йәнә бир тәрәптин, бу өлчәмләргә зит ишларни қиливатисиз, бу мәнтиққә уйғунму?  бизниң у йәрдики қериндашлиримизға саһиб чиқиш һоқуқимиз бар. әмма бизниң һечкимниң земинида көзимиз йоқ. булғарийәдики сайламниң тинч, адил вә очуқ – йоруқлуқ билән өткүзүлүшини үмид қилимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر