сүрийәдин қутқузувелинған 1 мүшүкниң тәқдиригә миңларчә киши көңүл бөлмәктә

сүрийәниң әлбаб районида бир түркийә әскири бина харабилиқи астидин қутқузивалған вә түркийәгә қайтуруп кәлгән «бариш» иисимлик мушүккә дөләт ичи вә сиртидин миңлиған киши саһип чиқишни тәләп қилмақта.

697941
сүрийәдин қутқузувелинған 1 мүшүкниң тәқдиригә миңларчә киши көңүл бөлмәктә
barış, kedi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң шималини террорлуқ унсурлиридин тазилаш үчүн 24-авғустта түркийәниң рәһбәрликидә башланған фират қалқини һәрикити даирисидә, 2017–йили 24 –февралда әлбабниң контроллуқи толуқ тартип елинғандин кейин, районда вәзипә өтәватқан һәрбий офитсер өмәр өзкан бина харабиси астидин бир мүшүкни қутқузувелип униңға «бариш» дәп исим қойған вә 3 ай бойичә йенида баққан иди. 

өмәр өзкан уруш районида йахши беқип кетәлмәйдиғанлиқини ойлап «һайат һайванларни йахшилаш җәмийити» мәсуллири билән алақилишип, мүшүкни чеграда җәмийәт мәсуллириға тапшуруп бәргән иди.

«һайат һайванларни йахшилаш җәмийити» толиму  бичарә һаләттики мүшүккә йахши қарап, ваксена еһтийаҗлирини қамдиди.

әмдиликтә болса, дунйаниң һәммила йеридин миңларчә киши мүшүккә көңүл болуп, игә болуш тәләплирини сунмақта. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر