әрдоған: бизниң түзүм өзгәртиш дәрдимиз йоқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, TRT ниң мәхсус пирограммисида журналистларниң күнтәртипки мәсилиләргә даир соаллириға җаваб бәрди.

687729
әрдоған: бизниң түзүм өзгәртиш дәрдимиз йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, 16 – апрелда өткүзүлидиған омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити сәпәрвәрлик хизмәтлири даирисидә германийәдики түркийә пуқралири билән учришишиға мунасивәтлик хизмәтләрниң давамлишиватқанлиқини ейтти.

TRT мәхсус пирограммисида журналистларниң соаллириға җаваб бәргән җумһур рәис әрдоған, чәт әлләрдики түркләрни көздә тутқан һалда, «җумһур рәис сүпитидә улардин бирла нәрсини өтүнимән, хәлқимниң намидин аваз қатнаштуруңлар. улар қандақ тосуқ қойса қойсун, аваз бериңлар, силәр бәргән аваз ғәрбкә, дунйаға әң гүзәл җаваб болиду» деди.

җумһур рәис әрдоған сөзини давамлаштуруп, «улар пуқралиримиз билән болған дил риштимизни қизғанмақта, немә қилса қилсун, бу риштини һечким үзүп ташлийалмайду» деди.

әрдоған русийә зийарити һәққидә тохтилип, күнтәртиптики әң муһим мәсилиниң сүрийә мәсилиси болидиғанлиқини, буниңдин башқа икки дөләт мунасивәтлири вә районға алақидар мәсилиләрниң музакирә қилинидиғанлиқини ейтти.

җумһур рәис әрдоған, 16 – апрелда омумий хәлқниң авазиға қойулидиған җумһур рәислик һөкүмәт системисида, баш министирлиқниң әмәлдин қалидиғанлиқини, парламентниң қанун чиқириш вә тәкшүрүш күчиниң қуввәтлинидиғанлиқини әскәртти.

йеңи система арқилиқ җумһур рәисниң сотлиниш йолиниң ечилғанлиқини әскәрткән әрдоған, түркийә бүйүк милләт мәҗлисигиму сайламларни йеңидин өткүзүш һоқуқиниң берилгәнликини қәйт қилди.

«биз хәлқимизгә техиму йахши хизмәт қилишниң койида» дегән әрдоған, «(җумһурийәт қурулғанлиқиниң 100 – йили болған) 2023 тә алдинқи қатардики 10 (дөләт) нишанимизға йеңи система арқилиқ йетәләймиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, асасий қанунға өзгәртиш киргүзүшкә, системиға алақидар муқимлиқниң, ишәнчниң релисиға чүшүши, дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп, «бизниң түзүм өзгәртиш дәрдимиз йоқ, у иш (җумһурийәт елан қилинған) 1923 тә түгиди» деди.

әрдоған, мәвҗут системиниң түркийәдики муқимлиққа хәвп елип келиватқанлиқини билдүргән һалда, «биз өзимиз үчүн әмәс, дөлитимизниң келәчики үчүн бир система бәрпа қиливатимиз» дегәнләрни қәйт қилди.  

җумһур рәис әрдоған, йеңи система сайисида терроризмға қарши күрәштә техиму үнүмлүк нәтиҗиләрниң қолға кәлтүрүлидиғанлиқини тәкитлиди.

әрдоған, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати / параллел дөләт қурулмисиниң 15 – ийулдики һәрбий исйан қозғашқа урунуш һәрикити һәққидә болса, «15 – ийулда миллитимизниң иманини, вәтән сөйгүсини көримән. 16 – апрел 15 – ийул билән һесаблишиш күни болиду» деди.

җумһур рәис әрдоған, иқтисадтики өзгиришләр тоғрисида болса, бирла партийә һөкүмәтлири мәзгилидики муқимлиқ сайисида түркийәниң чәт әллик мәбләғ салғучиларниң ишәнчлик портиға айланғанлиқини билдүргән һалда, «әмгәккә орунлаштуруштики мүшкүлатни йеңимиз, ишсизлиқ йалғуз ханилиқ рәқәмләргә чүшиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر