чавушоғлу: нөвәттики алдинқи нишанимиз мунбич...

мәвлут чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә һәр қайси гезит – телевизийә қаналлириниң баш тәһрирлири билән йиғин өткүзди.

688018
чавушоғлу: нөвәттики алдинқи нишанимиз мунбич...

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, түркийәниң сүрийәдә әлбабтин кейинки алдинқи нишаниниң мунбич икәнликини әскәрткән һалда, «мунбичқа барған чеғимизда, қаршилишип қалсақ (PKK террорлуқ тәшкилатиниң сүрийә қанити) й п г ға һуҗум қилидиғанлиқимизни буниңдин илгири рошән шәкилдә оттуриға қойдуқ» деди.

мәвлут чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә һәр қайси гезит – телевизийә қаналлириниң баш тәһрирлири билән йиғин өткүзди. йиғинда сүрийәдики өзгиришләр һәққидә тохталған чавушоғлу,  й п г террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәдә өзигә хас районларни тәсис қилишиға қәтий йол қойулмайдиғанлиқини қәйт қилған һалда, «руслар п й д ни қоллиса, биз үчүн йахши болмайду. п й д хәвпсизликимиз үчүн даешқа охшашла хәтәрлик. мунбичта қаршилишип қалсақ, һуҗум қилидиғанлиқимизни буниңдин бурунму дәп өттуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر