германийәниң түркийә министирлириға қойған чәклимисигә йәнә бирси қошулди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу һамбург шәһиридә нутуқ сөзлимәкчи болған зал оттин мудапиәлиниш әслиһәлириниң йетәрлик әмәслики сәвәб қилип көрситилип өзгәртиветилди.

686036
германийәниң түркийә министирлириға қойған чәклимисигә йәнә бирси қошулди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу һамбург шәһиридә нутуқ сөзләйдиған залниң өзгәртиветилиши һәққидә тохтилип: «барлиқ бәлгилимиләр натсизм дәврдикигә охшайду» деди.

у қарарға қаттиқ наразилиқ билдүрүп: «тарихта көрүлүп бақмиған шәкилдә бесим қилип, барлиқ пирограммилиримизни әмәлдин қалдурушқа урунуватиду. мустәбит түзүм дегән мана бу. мал-мүлүк игилиригә, меһманханиларға, той мәрикә заллириға бесим қилип, тохтамларни әмәлдин қалдуруватиду. һамбургда той мәрикә залиниң рухситини әмәлдин қалдурмақчи болди. мән баримән, һечким мени тосалмайду, йиғин ачидиған бир йәр тапимиз» деди.

һамбург шәһәрлик һөкүмәтниң нам-шәрипини ашкарилашни халимиған бир байанатчиси германийә таратқулириға бәргән байанатида, йиғин залиниң өзгәртилишигә бихәтәрликни сәвәб қилип көрсәтти. мәвлүт чавушоғлу йиғин ачмақчи болған залда оттин мудапиәлиниш әслиһәлириниң йоқлуқини илгири сүргән байанатчи, уқтуруш қилинғичә бу залниң ечилмайдиғанлиқини әскәртти.

бу җәрйанда, мәвлүт чавушоғлуниң сөз қилиши үчүн башқа залниң һәл қилинғанлиқини вә бу һәқтә бүгүн (7-март) мәлумат берилидиғанлиқи билдүрүлди.

түркийә әдлийә министири бәкир бозтағ пәйшәнбә (9-март) күни нутуқ сөзлимәкчи болған паалийәтму, «залниң аптомобил тохтитиш мәйдани вә йетәрлик ишикләрниң йоқлуқи» сәвәб қилинип, әмәлдин қалдуруветилгән иди.

иқтисад министири ниһат зәйбәкчиниң 5-март (йәкшәнбә) көлин шәһиридә өткүзмәкчи болған паалийитиму, зал тәвә болған ширкәт тәрипидин әмәлдин қалдуруветилгән болушиға қаримай, паалийәт башқа залда өткүзүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر