түркийә армийәси йәр йүзидә бүгүнгичә көрүнгән әң қанхор тәшкилаттин бирини райондин йоқатти

дөләт мудапиә министири фикри ишиқ әлбабни террорлуқ тәшкилати даештин тазилаш һәрбий һәрикитини зор ғәлибә билән тамамлиған түркийә армийәсигә рәһмәт ейтти.

680581
түркийә армийәси йәр йүзидә бүгүнгичә көрүнгән әң қанхор тәшкилаттин бирини райондин йоқатти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири фикри ишиқ коҗаәлидики гүмүшханиликләр вәхпиниң 20-нөвәтлик омумий кеңәш йиғиниға қатнашти вә муһим сөз қилди. у түркийәни парчилашқа урунған гуруһларға қарши күрәш қиливатқанлиқлирини билдүрүп, түркийәниң һазирниң өзидә тәхминән 35 йиллиқ террорлуққа қарши күрәш тарихида п к к ға қарши әң еғир зәрбә бәргәнликини әскәртти. у қиш пәслиниң һәрбий һәрикәтни давамлаштурушқа тосқунлуқ қилмайдиғанлиқини, хәвпсизлик қисимлириниң қелинлиқи икки метир келидиған қардиму вәзиписини давамлаштурғанлиқини қәйт қилди. у: «бир тәрәптин, мәлум гуруһларниң қончиқи болған террорлуқ тәшкилатлириға қарши һәрбий һәрикәт елип бериватимиз, йәнә бир тәрәптин, чегра сиртидики дөлитимизгә қарши террорлуқ һәрикәтлирини йоқитиш үчүн һәрбий һәрикәт елип бериватимиз. 2016-йили 24-авғуст башланған фират қалқини һәрбий һәрикити, бу тоғридики қәтий ирадимизниң конкрет испати һесаблиниду. даешниң түркийәгә қарши пәйда қилған тәһдитлиригә нисбәтән, дөлитимизни чегра ичидә әмәс, бәлки түркийәгә қарши тәһдит пәйда қилған һәр бир нуқтида даешниң бешини изиш вә райондин пүтүнләй тазилаш үчүн фират қалқини һәрбий һәрикитини башлидуқ» деди.

у әлбабтики һәрбий һәрикәтниң пүтүнләй ахирлашқанлиқини, әркин сүрийә армийәсиниң түркийә армийәсиниң йардимидә террорлуқ тәшкилати даешни әлбабтин тазилиғанлиқини билдүрди. у даешниң җәраблус, раи вә дабиқтинму тазиланғанлиқини, бу районларниң бихәтәр районға айланғанлиқини билдүрүп, район хәлқиниң бихәтәр йашиши үчүн үстиқурулма вә астиқурулма хизмәтлириниң башланғанлиқини әскәртти. у мундақ деди:

«әлбаб һәрбий һәрикитини чоң қәһриманлиқ билән ахирлаштурған түркийә армийәсиниң барлиқ әзалири вә органлириға рәһмәт ейтимән, түркийә армийәси интайин чоң қәһриманлиқ қилди вә бу районда даешқа охшаш йәр йүзидә бүгүнгичә көрүлгән әң қанхор террорлуқ тәшкилаттин бирини йоқатти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر