онларчә террорчи уҗуқтурулди

түркийә җумһурийити баш қоманданлиқ иштаби, түркийә һава армийәси уруш айропиланлириниң қандилдики һава һәрикити тоғрисида мәлумат бәрди.

679275
онларчә террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң шималиға җайлашқан қандил райониға қилинған 22 – февралдики һава һәрикитидә 27 террорчи уҗуқтурулди.

түркийә җумһурийити баш қоманданлиқ иштаби байанат берип, түркийә һава армийәси уруш айропиланлириниң 22 – феврал күни саәт 14:30 билән 15:15 арилиқида ирақниң шималиға җайлашқан қандил районида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берип, террорчиларниң үч панаһлиниш орнини йоқитип ташлиғанлиқини؛ һуҗумдин кейинки тәкшүрүп нәтиҗисидә, бомбардиманда PKK террорлуқ тәшкилатиниң 27 әзасиниң уҗуқтурулғанлиқиниң җәзмләштүрүлгәнликини җамаәтчилик билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر