америка армийәси баш иштаб башлиқи дунфорд түркийәгә йетип кәлди

америка армийәси баш иштаб башлиқи җосеф дунфорд бүгүн әтигән әнқәрәгә йетип кәлди.

674465
америка армийәси баш иштаб башлиқи дунфорд түркийәгә йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз баш қоманданлиқ иштаби башлиқи генерал – полковник хулуси ақар билән америка армийәси баш иштаб башлиқи дунфурд аданадики инҗирлик һава армийә базисида көрүшиду.

икки дөләт баш иштаб башлиқлириниң учришиштин кейин қисқичила байанат елан қилиши күтүлмәктә.

түркийә дөләт мудапиә министири фикри ишиқ түнүгүн бирйусселда чақирилған натоға әза әлләрниң мудапиә министирлири йиғини җәрйанида байанат берип, дунфурдниң түркийәгә келидиғанлиқини уқтурған вә түркийә  билән америка тәрәпниң раққә һәрбий һәрикитини бирликтә елип бериш – бармаслиқ тоғрисида әтраплиқ сөзлишидиғанлиқини әскәрткәниди.

буниңға техникилиқ хизмәтләр ахирлашқандин кейин қарар қилинидиғанлиқини қәйт қилған ишиқ, «америка қошма иштатлири, PKK террорлуқ тәшкилатиниң сүрийә гумаштиси п й д / й п г тоғрисидики етиразимизни муһакимә қилиду. PKK террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш җәһәттә техиму күчлүк һәмдәм болиду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилғаниди.

әлбабтики һәрбий һәрикәтләр тоғрисида тохталған министир фикри ишиқ, «буниңдин кейин икки муһим нишанимиз бар؛ бири мунбич, йәнә бир раққә» дегәниди.

америка мәркизий ахбарат идариси – CİA башлиқи майк помпео тунҗи қетимлиқ чәт әл зийаритини өткән һәптә түркийәгә қаратқан болуп, зийарәт җәрйанида, п й д / й п г вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати қатарлиқ көплигән муһим мәсилиләр муһакимә қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر