әрдоған өмрә қилди

җумһур рәис әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн барған сәуди әрәбистанда өмрә қилди.

673417
әрдоған өмрә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған мәдинидә муһәммәд әләйһиссаламниң қәбриси җайлашқан пәйғәмбәр мәсҗидини зийарәт қилди, андин айропилан билән җиддә шәһиригә йетип барди , арқидин өмрә үчүн қуруқлуқ арқилиқ мәккигә берип, йерим кечидә кәбини зийарәт қилди.

әрдоған вә униң һәмраһлиқидики һәйәт кәбини тавап қилғандин кейин мәрвә билән сәфа арилиқида сәйи қилди.

җумһур рәис әрдоған билән бирликтә рәпиқиси әминә әрдоған, түркийә армийәси баш қоманданлиқ иштабиниң башлиқи һулуси ақар, иқтисад ишлири министири ниһат зәйбәкчи, енергийә вә тәбиий  байлиқлар министири бәрат албайрақ, дөләт хәвпсизлик вә ахбарат оргининиң башлиқи һақан фидан қатарлиқларму өмрә қилди.

өмрә зийаритини тамамлиған әрдоған кейинчә сәуди әрәбистан хан җәмәти меһмансарийиға чүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر