баш қоманданлиқ иштабиниң башлиқи афғанистан баш иштабиниң башлиқи билән көрүшти

түркийә армийәси баш қоманданлиқ иштабиниң башлиқи һулуси ақар афғанистан армийәси баш қоманданлиқ иштабиниң башлиқи қадам шаһ шаһим билән көрүшти.

663969
баш қоманданлиқ иштабиниң башлиқи афғанистан баш иштабиниң башлиқи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақар шаһимни баш қоманданлиқ иштабида һәрбий мурасим арқилиқ қарши алди.

икки дөләтниң миллий маршлири йаңриған мурасимда генерал шаһим һөрмәт қаравулиға салам бәрди.

мурасимдин кейин меһман қомандан билән генерал ақар иштаб бинасиға берип, сөһбәт өткүзди.

учришишта, даешни өз ичигә алған террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш вә икки дөләт оттурисида һәрбий һәмкарлиқни күчәйтиш қатарлиқ мәсилиләрни чөридигән һалда музакирә елип берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر