«түркийә истиратегийәлик алаһидилики билән наһайти зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрмәктә»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң асийа билән йавропани бир – биригә туташтуридиған истиратегийәлик алаһидилики билән йеқиндин буйан наһайти зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүватқанлиқини ейтти.

659350
«түркийә истиратегийәлик алаһидилики билән наһайти зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрмәктә»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған мадағасқар пирезиденти раҗавнаримампийанина билән ивато хәлқара йиғин залида ташқи ишлар комитети уйуштурған түркийә – мадағасқар сода – иқтисад мунбири йиғинида карханичиларға хитаб қилди.

шәрқий африқиниң дәрвазиси, дунйаниң 8 – қитәси һесаблинидиған вә тәбиий  гүзәлликлири билән адәмни сеһирләйдиған мадағасқарда зийарәттә болғанлиқидин өзини толиму бәхтлик һес қилидиғанлиқини әскәрткән әрдоған, «түркийәниң бу гүзәл дөләтни зийарәт қилған тунҗи җумһур рәиси болғанлиқим үчүнму өзүмни интайин шәрәплик һес қилимән. бу тарихий зийарәт вә түркийә – мадағасқар сода – иқтисад мунбириниң һәр икки дөләт вә сода – санаәтчилиримиз үчүн түрлүк йахшилиқларға вәсилә болушиға тиләкдашмән» деди.

зийарити җәрйанида һәм өзигә һәм һәйитигә интайин көңүл бөлгәнлики үчүн мадағасқар хәлқигә рәһмәт ейтқан әрдоған, өзигә дөләт ордени тәқдим қилинғанлиқидинму толиму хурсән икәнликини қәйт қилди.

мурасимдин кейин җумһур рәис әрдоған билән рәпиқиси әминә әрдоған пирезидент сарийида мадағасқар пирезиденти вә рәпиқиси тәрипидин шәрипигә берилгән кәчлик тамақ зийапитигә иштирак қилди.

үч дөләтни өз ичигә алған шәрқий африқа зийаритини тамамлиған әрдоған рәпиқиси әминә әрдоған, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, иқтисад ишлири министири ниһат зәйбәкчи, енергийә вә тәбиий  байлиқлар министири бәрат албайрақ қатарлиқлар билән бирликтә әнқәрәгә қайтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر