асасий қанунни өзгәртиш тәклипи қобул қилинди

18 маддилиқ асасий қанунни өзгәртиш тәклипи түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңишиниң тәстиқидин өтти.

656282
асасий қанунни өзгәртиш тәклипи қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: тәклип 339 аваз билән қобул қилинди.

партийәлик җумһур рәислик түзүмини мәзмун қилидиған тәклип аваз бериш чәклимисидин һалқиған һалда қобул қилинди.

тәклипниң әң муһим маддиси җумһур рәисни дөләт вә һөкүмәтниң башлиқи дәп атайдиған мадда болуп, түркийәниң йеңи һакимийәт түзүлмисидә баш министирлиқ түзүми бикар қилиниду. җумһур рәис өзиниң йардәмчилирини вә министирларни вәзипигә тәйинлийәләйду йаки вәзипилиридин елип ташлийалайду. һакимийәт ишлирида қарарнамә чиқиралайду, җиддий һаләт елан қилалайду, бирақ җиддий һаләт җәрйанида парламент сөз саһиби болиду. парламентниң қарари билән җиддий һаләт бикар қилиниду.

йеңи һакимийәт түзүлмисидә җумһур рәисниң иҗраатлириму тәкшүрүлиду. җумһур рәис үстидин җинайәт садир қилиш билән әйибләп сотқа әрз сунулиду. буниң үчүн парламенттики көп санлиқниң авази билән тәклип бериш арқилиқ тәкшүрүш тәләп қилиниду.

сотчилар вә тәптишләр алий оргини «содийәләр вә тәптишләр оргини» ға өзгәртилиду. әзалириниң сани 22 дин 13 кә чүшүрүлиду, орган 2 башқармидин тәшкил тапиду. органниң 7 әзаси түркийә бүйүк милләт мәҗлиси, 4 әзаси җумһур рәис тәрипидин сайлиниду.

парламент вә җумһур рәислик сайлиминиң 5 йилда бир қетим охшаш күнда өткүзүлүши мөлчәрләнмәктә.

асасий қанунға  интизам тәкшүрүш мәһкимилиридин башқа һәрбий сот мәһкимилириниң қурулалмайдиғанлиқи һөкми илавә қилинди.

шуңа һәрбий сот мәһкимилири тақилиду.

хамчот вә һесабат ишлириға мунасивәтлик қанун тәклиплири җумһур рәис тәрипидин парламентқа сунулиду.

тәклипләр омумий кеңәштә қобул қилинғандин кейин  җумһур рәисниң мақуллиқиға сунулиду һәмдә рәсмий гезиттә елан қилинғандин кейин уда 60 күн күчкә игә болиду.

асасий қанунни өзгәртиш басқучи пилан бойичә давамлашса, түркийәдә апрелда реферандум өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر