баш министир йилдирим ирақта

баш министир йилдиримниң 2 күнлүк ирақ зийарити башланди

646212
баш министир йилдирим ирақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә – ирақ истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңишиниң 3 – нөвәтлик йиғининиңму зийарәт мунасивити билән баш министир йилдирим вә ирақ баш министири һәйдәр әлибади рийасәтчиликидә чақирилиши мөлчәрләнмәктә.

бағдадта ирақ пирезиденти фуад мәсум вә авам палатасиниң башлиқи селим җубури биләнму көрүшүши пиланлиниватқан баш министир йилдирим ирақтики муһим сийасий рәһбәрләр, җамаәт әрбаблири вә ирақ түркмәнлириниң вәкиллири биләнму бир йәргә җәм болиду.

учришишларда, районда узақ мәзгиллик муқимлиқ, һузур вә бихәтәрликни ишқа ашуруш йолида ташлинидиған қәдәмләрни чөридигән һалда музакирә елип берилиши күтүлмәктә.

бу даиридә һәр икки дөләткә ортақ тәһдит селиватқан террорлуқ тәшкилатлири п к к, даеш вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәштә һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш тоғрилиқму музакирә елип берилиду.

бу арилиқта, иқтисадий, енергийә вә қатнаш саһалиридә һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш чарә – тәдбирлири үстидә сөһбәт елип берилиду.

баш министир йилдирим бағдадтики учришишлиридин кейин әрбилға йетип берип, ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң рәһбири мәсуд барзани вә баш министири нәчирван барзани билән көрүшиду.

учришишларда, терроризмға қарши күрәш вә иқтисадий мәсилиләрниң музакирә қилиниши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر