җиддий һаләтниң муддити узартилди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси җиддий һаләтниң муддитини йәнә бир қетим 3 ай узартишни қарар қилди.

643719
җиддий һаләтниң муддити узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: җиддий һаләтниң 19 – йанвар пәйшәнбә күнидин башлап 3 ай узартилиши тоғрисидики баш министирлиқ мәһкимиси иҗазәтнамиси түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңишидә қобул қилинди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати / параллел дөләт қурулмисиниң 15 – ийулдики һәрбий исйан қозғашқа урунуш һәрикити сәвәбидин 20 – ийулда чиқирилған қарарға асасән иҗра қилинишқа башлиған җиддий һаләтниң муддити биринчи қетим 19 – өктәбирдә узартилғаниди.

баш министир йардәмчиси нуман қуртулмуш түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңишидә сөз қилип, җиддий һаләт муддитиниң узартилишиға фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатини сәвәб қилип көрсәтти؛ фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң техи дөләт органлиридин тәлтөкүс тазилинип болмиғанлиқини әскәрткән қуртулмуш, «фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә пүткүл террорлуқ тәшкилатлири дөләт органлиридин тазилинип болғучә җиддий һаләт давамлишиду. дөләтниң миллий хәвпсизлики нуқтисидин керәкликтур, зөрүрдур. тосуқларни елип ташлап йолимизни давамлаштуримиз. 3 ай узартилиши тоғра вә җайида чиқирилған қарардур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر