түркийә рәһбәрлири рус әлчисиниң суйиқәсткә учришиға қаттиқ наразилиқ билдүрүшти

түркийә рәһбәрлири русийәниң әнқәрә әлчиси андрей карловниң суйиқәсткә учрап һайатидин айрилиши тоғрулуқ байанат елан қилди.

633962
түркийә рәһбәрлири рус әлчисиниң суйиқәсткә учришиға қаттиқ наразилиқ билдүрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи исмаил каһраман, русийәниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиси андрей карловниң суйқәсткә учрап һайатидин айрилиши тоғрулуқ мундақ деди: «илгири мәйданға кәлгән вәқәләргә охшаш бу һуҗумниңму русийә-түркийә мунасивәтлиригә бузғунчилиқ қилишни мәқсәт қилип садир қилинди, дәп қараймән. зулмәтлик күчләрниң сәммийәт вә әқил асас қилинип орнитилған икки дөләт мунасивәтлиригә бузғунчилиқ қилишиға рухсәт қилмаймиз.»

исмаил каһраман рус әлчисиниң суйиқәсткә учриши тоғрулуқ тәзийанамә елан қилип, түркийә-русийә мунасивәтлирини күчәйтиштә муһим рол ойниған карловниң, салаһийити ениқ бир зорван тәрипидин суйқәст қилиниши нәтиҗисидә һайатидин айрилишидин толиму қайғурғанлиқини билдүрди.

зулмәтлик күчләр тәрипидин садир қилинған бу һуҗум сәвәбидин русийә-түркийә мунасивәтлириниң зийанға учримаслиқини арзу қилидиғанлиқини ейтқан каһраман йәнә мундақ деди: «бу мәсилигә алаһидә муамилә қилиниду.»

муавин баш министир нуман куртулмуш русийәниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиси андрей карловниң қоралиқ һуҗум нәтиҗисидә һайатидин айрилишиниң көп тәрәплимлик сийасий пиланниң нәтиҗиси икәнликини алаһидә әскәртти.

куртулмуш иҗтимаий таратқу тор бети Twitter дики адрисидин русийәниң әнқәрә әлчиси карловниң қораллиқ һуҗум нәтиҗисидә һайатидин айрилиши тоғрулуқ учур тарқатти.

хаин һуҗумни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини ейтқан куртулмуш, әлчи карловниң аилә-тавабиатлири вә рус хәлқигә тәзийә билдүрүп мундақ деди: «көп тәрәплимлик бир сийасий пиланниң нәтиҗисидә садир қилинған бу һуҗум, түркийә-русийә мунасивәтлиригә зийан берәлмәйду. түркийә барлиқ тузақ вә иғваргәрчиликниң әксичә, дипломатийә саһәсидә йеңи қәдәмләрни ташлашни давамлаштуриду.»

дөләт мудапиә министири ишикму бу вәқә тоғрулуқ байан елан қилип мундақ деди: «русийә федратийәсиниң әнқәрә әлчиси һөрмәтлик андрей карловниң җениға замин болған бу һуҗумни қаттиқ әйибләймән. бу хаин һуҗумниң пәрдә арқисида ким болуштин қәтийнәзәр чоқум ашкарилиниду.»

йавропа иттипақи министири өмәр чәлик иҗтимаий таратқу бети Twitter адрисидин учур тарқитип мундақ деди: «рус хәлқи бу вәқәдин қандақ қайғуға чөмгән болса бизму охшаш һессийаттимиз. түрк вә рус хәлқлири ортақ байлиқидин айрилип қалди.»

түркийә билән русийәниң бу қетимқи һуҗумға соғуққанлиқ билән муамилә қиливатқанлиқлирини алаһидә әскәртип өткән чәлик,түркийә-русийә мунасивәтлирини техиму күчәйтидиғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر