өмәр чәлик: түркийә демәк қериндашлиқ вә туйғудашлиқ демәктур

йавропа иттипақи ишлири министири вә баш музакиричи өмәр чәлик, хаин террорлуқниң һәқиқий ғәризиниң һес – туйғуларни парчилаштин ибарәт икәнликини ейтти.

632825
өмәр чәлик: түркийә демәк қериндашлиқ вә туйғудашлиқ демәктур

түркийә авази радийоси хәвири: өмәр чәлик иҗтимаий таратқу арқилиқ учур тарқитип, ортақ тәқдир вә ортақ келәчәк еңиға техиму күчлүк шәкилдә игидарчилиқ қилишниң зөрүрийитини тәкитлиди.

бу дөләтниң әвладлири үчүн наһайити гүзәл күнләрниң келидиғанлиқини билдүргән чәлик, «шеһитлиримиз бу ирадини сағлам тутуп туруш үчүн җанлирини бәрмәктә» деди.

сәплиримиз қериндашларчә вә мустәһкәм болуши керәк, дегән өмәр чәлик, түркийә демәкниң «қериндашлиқ (тәқдирдашлиқ)» вә «туйғудашлиқ» дегәнлик болидиғанлиқини тәкитлиди.

чәлик, «ортақ тәқдиримизгә вә ортақ келәчикимизгә ишинидиғанла болсақ, шеһитлиримизға техиму лайиқ болимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر