әрдоған: «түркийә террорлуқ тәшкилатлириниң ортақ һуҗумиға дүч кәлмәктә»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «бүгүн пиринсипимизда бирлишидиған, баравәр вә қериндаш болидиған, җүмлидин һәммимиз бирликтә түркийә болидиған күндур» деди.

632516
әрдоған: «түркийә террорлуқ тәшкилатлириниң ортақ һуҗумиға дүч кәлмәктә»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған террорлуқ тәшкилатлириниң түркийәгә ортақ һуҗум қиливатқанлиқини билдуруп, «бу һуҗумларни сүрийә вә ирақта йүз бериватқан ишлардин айрип қарашқа болмайду» деди.

әрдоған қәйсәридики хаинларчә террорлуқ һуҗуми һәққидә йазма байанат елан қилди.

әрдоған байанатида мундақ деди:

«террорлуқ паалийәтлири әскәр вә сақчилиримиз билән бирликтә 79 милйонлуқ хәлқимизниң һәммини һуҗум нишани қилмақта. түркийә террорлуқ тәшкилатлириниң ортақ һуҗумиға дүч кәлмәктә. террорлуқ тәшкилатлириға қарши миллитимиз билән биргә, бир миллий сәпәрвәрлик руһи ичидә, қәтий арадә билән тәң күрәш қилимиз. техи өткән шәнбә күни кәчтә истанбулда йүз бәргән террорлуқ һуҗуми сәвәбидин йүрәклиримиз пучилинип турған бир пәйттә, қәйсәридә елип берилған бу бомба һуҗуми азабимизни техиму күчәйтти. болупму террорлуқ тәшкилати п к к пүтүн күчини ишқа салмақта. паалийәтлириниң шәкли вә нишанлири әслидә бу террорлуқ тәшкилатиниң мәқситиниң түркийәниң йолини тосушқа, чапутлашқа, күчи вә енергийәсини башқа тәрәпләргә бурмилашқа мәркәзләшкәнликини интайин очуқ бир шәкилдә намайан қилип бәрмәктә. биз дуч кәлгән бу һуҗумларниң районимизда йүз бериватқан вәқәләрдин, болупму сүрийә вә ирақтики вәзийәттин, һәтта иқтисадтики давалғушлардинму айрим әмәсликини билимиз. бу террорлуқ тәшкилатлириға қарши миллитимиз билән бирликтә, бир миллий сәпәрвәрлик руһи ичид қәтий ирадә билән тәң күрәш қилимиз. бүгүн <бир милләт, бир байрақ, бир вәтән, бир дөләт> пиринсипимизда бирлишидиған, баравәр вә қериндаш болидиған, җүмлидин һәммимиз бирликтә түркийә болидиған күндур»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر