қәйсәридә террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

қәйсәридики аптомобил бомба һуҗумида 13 әскәр шеһит болуп, 55 әскәр йаридар болди.

632372
қәйсәридә террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ бу қетим иплас әпти – бәширисини қәйсиридә көрсәтти.

түркийә армийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, әтигән сәһәрдә аптомобил бомба билән елип берилған хаинларчә һуҗумда, 13 әскәрниң шеһит болғанлиқи вә 55 әскәрниң йаридар болғанлиқи билдүрүлди.

муавин баш министир вәйси қанақ мәлумат берип, қәйсәридики 1 – командирлар әтритидә хизмәт қилидиған вә һәптә ахири дәм илишқа чиққан әскәрләрни елип кетиватқан аптобусқа һуҗум қилинғанлиқини ейтти.  

һөкүмәт мәсуллири вәқәдин кейин җиддий һәрикәткә өтти. ички ишлар министири сулайман сойлу қәйсиригә қарап йолға чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر