қәйсәридики террорлуқ һуҗумида йаридар болғанларниң сани ашти

қәйсәридики аптомобил бомба билән елип берилған террорлуқ һуҗумуда йаридар болғанларниң сани 55 кә чиқти.

632455
қәйсәридики террорлуқ һуҗумида йаридар болғанларниң сани ашти

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ бу қетим иплас әпти – бәширисини қәйсиридә көрсәтти.

түркийә армийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, әтигән сәһәрдә аптомобил бомба билән елип берилған хаинларчә һуҗумда, 13 әскәрниң шеһит болғанлиқи вә 55 әскәрниң йаридар болғанлиқи билдүрүлди.

ички ишлар министири сулайман сойлу қәйсәригә берип нәқ мәйданда тәкшүрүшләрдә болди. террорлуқ һуҗумида 6 әскәрниң еғир вә 12 әскәр җиддий қутқузуш бөлүмидә болуп, җәмий 55 әскәрниң йаридар болғанлиқи ейтти.

муавин баш министир вәйси қанақму мәлумат берип, қәйсәридики 1 – командирлар әтритидә хизмәт қилидиған вә һәптә ахири дәм илишқа чиққан әскәрләрни елип кетиватқан аптобусқа һуҗум қилинғанлиқини ейтти. 

вәқәни җиддий тәкшүрүш үчүн 6 – җумһурийәт мупәттиши вәзипигә тәйинләнди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر