истанбул бәшикташтики террорлуқ һуҗумиға болған наразилиқлар күндин-күнгә күчәймәктә

мәмликәтниң һәр қайси җайлирида истанбул бәшикташтики террорлуқ һуҗумиға қарши наразилиқ намайишлири өткүзүлмәктә.

629132
истанбул бәшикташтики террорлуқ һуҗумиға болған наразилиқлар күндин-күнгә күчәймәктә
istanbul saldırı yürüyüş2.jpg
istanbul saldırı yürüyüş1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: истанбулда шәнбә күни кәчтә мәйданға келип 44 адәмниң өлүмигә сәвәб болған һуҗумға наразилиқлар күндин-күнгә күчәймәктә.

мәмликәтниң һәр қайси җайлири вә шималий қибрис түрк җумһурийитидә терроризимға қарши наразилиқ паалийәтлири өткүзүлүп терроризимға қарши ләнәт оқулди.

истанбулда хәлқ һуҗум йүз бәргән районни зийарәт қилип, терроризимға наразилиқ билдүрүп иттипақлиқ, баравәрликни мәзмун қилидиған шоарларни товлашти.

һәр қайси путбол командилириниң  путбол мәстанилириму һуҗум йүз бәргән водафон тәнтәрбийә мәйданиға қарап маңди.

бу қетимқи террорлуқ һуҗумиға қаттиқ наразилиқ билдүрүшкән миңларчә путбол мәстанилири һуҗум йүз бәргән мәйданға гүл-чичәкләр қойушти.

таксичилар вә минибусчиларму бәшикташта йүз бәргән террорлуқ һуҗумиға наразилиқ билдүрүшти.

түркийә байрақлири билән безәлгән аптомобиллирини һәйдәп шеһитләр төпиликигә барған таксичиләр дәсләп истиқлал марши оқушти, арқидин қурани-кәрим тилавәт қилип дуа қилишти.

мардин, бингөл, батман, муғла, анталйа, кириккалә, әнқәрә, гүмүшһанә, кастамону, чанаккалә вә османийә қатарлиқ вилайәт вә шәһәрләрдә чоң-кичик, қери-йаш болуп нурғун киши қоллириға түркийә байриқини көтүрүп йүрүш елип берип терроризимға наразилиқлирини ипадиләшти.

истанбулда йүз бәргән террорлуқ һуҗумлириға қарши шималий қибрис түрк җумһурийитидиму наразилиқ намайишлири өткүзүлди.

шималий қибрис түрк җумһурийитидики ләфкоша шеһитләр хатирә мунари алдида истанбулда бу қетим йүз бәргән террорлуқ һуҗумида шеһит болғанлар үчүн хатириләш мурасими өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر