өмәр чәлик йавропа иттипақиға әза әлләрниң баш әлчилири билән көрүшиду

йавропа иттипақи ишлири министири вә баш музакиричи өмәр чәлик әтә аданада йавропа иттипақиға әза әлләрниң баш әлчилири билән көрүшиду.

625558
өмәр чәлик йавропа иттипақиға әза әлләрниң баш әлчилири билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ишлири министирлиқи байанат берип, йавропа иттипақиға әза әлләрниң баш әлчилириниң  8 – декабирдин 10 – декабирғичә болған арилиқта адана вә мәрсиндә зийарәттә болидиғанлиқини, йавропа иттипақи ишлири министири вә баш музакиричи өмәр чәликниң әтә аданада  бир кәчлик зийапәттә әлчиләр билән көрүшүп, түркийә билән йавропа иттипақи арисидики йеқинқи өзгиришләрни музакирә қилидиғанлиқини уқтурди.

учришишта, йавропа парламентиниң йавропа иттипақи билән түркийә арисидики әзалиқ музакирилирини вақитлиқ тоңлитип қойуш тоғрисидики қарариму муһакимә қилиниду.

баш әлчиләрниң адана валийлиқ мәһкимисини екскурсийә қилип, PKK террорлуқ тәшкилатиниң 24 – нойабирдики икки кишиниң өлүми, 33 кишиниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған һуҗуми йүз бәргән җайға гүл – чичәк қойуши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر