түрк лираси сәпәрвәрлик долқуниға түркийә диний ишлар башқармисиму қетилди

түркийә диний ишлар башқармиси қарар мақуллап, дөләт миқйасида башланған чәт әл пулини түркийә лирасиға алмаштуруш сәпәрвәрлик паалийитигә қетилди.

623897
түрк лираси сәпәрвәрлик долқуниға түркийә диний ишлар башқармисиму қетилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә диний ишлар башқармиси, һәҗ вә өмрә сәпири һәқлирини түркийә лираси бойичә елишни қарар қилди.

түркийә диний ишлар башқармиси байанат елан қилип, башқарминиң һәҗ вә өмрә сәпири һәқлирини түркийә лираси бойичә һесаблап елишқа даир кәң даирилик хизмәтлирини тамамлиғанлиқини уқтурди. байанатта, «буниңға асасән, башқармимиз 2016 – йили 5 – декабирдин башлап һәҗ вә өмригә алақидар һәқләрниң түркийә лираси бойичә елинишини қарар қилди» дегән учурларға орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر