сүрийәлик мусапирларниң йуртлириға қайтиши давам қилмақта

сүрийәдә 6 йилдин буйан давамлишиватқан ички уруштин қечип түркийәгә кәлгән мусапирлар йуртлириға қайтишни давамлаштурмақта.

623967
сүрийәлик мусапирларниң йуртлириға қайтиши давам қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә 6 йилдин буйан давамлишиватқан ички уруштин қечип түркийәгә кәлгән мусапирларниң фират қалқини һәрикити даирисидә даеш террорлуқ тәшкилатидин халийлаштурулған җайларға қайтиши давамлашмақта.

ғазиантәп валийлиқ мәһкимиси тәрипидин қарқамиш наһийәсидә тизимға елинған сүрийәликләр, көчмәнләр идариси вилайәтлик шөбиси хадимлириниң назарити астида дөләтлиригә қайтмақта؛ йанлириға алған нәрсә – керәк вә йүк – тақилири билән бирликтә қарқамиш чегра еғизиға кәлгән айаллар вә балиларни өз ичигә алған 250 кишилик сүрийәлик гуруппа, хәвпсизлик тәкшүрүшидин кейин җәраблус тәрәпкә өтти.

әркин сурийә армийәси хадимлири тәрипидин чегра еғизида күтүвелинған сүрийәликләрниң нәрсә – керәклири аптомобиллар билән өйлиригичә йәткүзүп берилди.

сүрийәниң шималини террорчилардин халийлаштуруш мәқситидә 24 – авғустта түркийә армийәсиниң йетәкчиликидә башлиған фират қалқини һәрикити даирисидә бүгүнчигә түркийәдин җәраблусқа қайтқан сүрийәликләрниң сани 16 миңға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر