түркийәдә йавропа иттипақи өлчәмлиригә мувапиқ паспортлар берилиду

түркийә ички ишлар министирлиқи, йавропа иттипақи өлчәмлиригә мувапиқ ишләнгән паспортларниң тарқитилишқа башлинидиғанлиқини уқтурди.

600445
түркийәдә йавропа иттипақи өлчәмлиригә мувапиқ паспортлар берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи өлчәмлиригә мувапиқ паспорт дәври 1 -  нойабирда башлиниду؛ ички ишлар министирлиқи әмәлдарлиридин игиләнгән учурларға қариғанда, түркийә билән йавропа иттипақи арисида һасил қилинған келишимниң роһи бойичә, түркийә җумһурийити пуқралириниң шәнгән (йавропа иттипақиға әза дөләтләр арисидики әркин сайаһәт қилиш келишимигә тәрәп болған дөләтләр) гә әза дөләтләргә визисиз баралишиниң шәртлириниң бири болған йавропа иттипақиға мас паспортлар тәййарланди.

картилириға бармақ изи учурлири киргүзүлидиған паспортлар 1 – нойабирдин башлап тарқитилиду. йеңи паспортларниң картилирида бийоистатистикилиқ учурлар вә паспорт игисиниң бармақ изидин башқа униң исми, фамилиси, туғулған йери, вақти, дөләт тәвәлики, кимлик вә паспорт номури, җинсий қатарлиқ кишигә алақидар мәлуматларму орун алиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر