«һәмкарлашқандила андин мувәппәқийәт қазанғили болиду»

җумһур рәис әрдоған хәлқаралиқ сәвийәдә һәмкарлашқандила андин террорлуқ тәшкилатлириға зәрбә бериш нишаниға йетип, мувәппәқийәт қазанғили болидиғанлиқини ейтти.

592462
«һәмкарлашқандила андин мувәппәқийәт қазанғили болиду»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған җумһур рәислик сарйида чақирилған ислам әллири һәмкарлиқ тәшкилати парламетлири бирликиниң 36 – нөвәтлик иҗраийә комитети йғиниға қатнашқан парламет башлиқлириниң шәрипигә зийапәт бәргәндә қилған сөзидә, ислам дүшмәнлики қатарлиқ мәсилиләрни бирлик вә баравәрликкә тайинип һәл қилғили болидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «техиму көп хизмәт ишләш, питнә – пасатларға қарши һушйарлиқни техиму өстүрүш, түрлүк йиғинлиримиздикигә охшашла кеңиш миханизмини техиму күчәйтиш вә күчимизни бирләштүрүш арқилиқ сақлиниватқан мәсилиләрниң һәммисигә чарә тапалайдиған шараитни йаритишимиз лазим.»

җумһур рәис африқидин оттура шәрққичә, асийадин америкиғичә мусулманларниң һәр хил вә наһайти көп мәсилиләргә  вә синақларға дуч келиватқанлиқини, сүрийәликләрниң уда 6 йилдин буйан пүткүл дунйаниң көз алдида әң заманиви қорал – йарағлар, варил вә мискет бомбилар арқилиқ елип бериливатқан һуҗумларға учраватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта,  бәзи күчләрниң ирақ вә йәмән арқилиқ шиә – сүнний ички урушиниң пилтисини йеқиветишкә урунуватқанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر