түркийә америка деңиз армийәсиниң бимәнә қилмишиға етираз билдүрди

америка деңиз армийәси иҗтимаи таратқу һесабида, қолида түркийә байриқи билән уруш қиливатқан түрк әскәрлириниң өлтүрүлгәнликигә даир бир рәсимни ишләткән иди.

590019
түркийә америка деңиз армийәсиниң бимәнә қилмишиға етираз билдүрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка деңиз армийәсиниң иҗтимаий таратқу һесабида түркийә әскәрлири билән уруш қилишқа семвуллуқ қилидиған бир рәсимниң елан қилинғанлиқиға қарита түркийә қаттиқ наразилиқ билдүрди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи мәсуллири америка деңиз армийәсиниң тивиттер һесабида елан қилинған учурда америкилиқ деңизчиларниң түркийә әскәрлири билән урушиватқанлиқини намайан қилидиған рәсимниң елан қилинғанлиқиға қарита америкилиқ мәсуллар билән көрүшти.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи америкиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчисигә вәқәгә болған биарамлиқини йәткүзүп, учурда түркийә байриқиниң ишлитилмәслики вә рәсимдә намайан қилинған әһвални қәтий һалда қобул қилалмайдиғанлиқини тәкитлиди. уттуриға чиққан мәсилиниң һәл қилиниши үчүн дәрһал қәдәм ташлаш керәкликини җикиләп наразилиқини билдүрди. 

түркийәниң вашингитонда турушлуқ баш әлчиси сәрдар қиличму америкилиқ мәсуллар билән алақилишип, түркийә даирилириниң мәслигә болған наразилиқини тилға алди һәмдә мәзкур рәсимниң балдуррақ чиқирип ташлиниши керәкликини тәләп қилди.

америка деңиз армийәси қурулғанлиқиниң 241 – йили мунасивити билән иҗтимаи таратқу һесабидин елан қилған учурида, қолида түркийә байриқи билән уруш қиливатқан түрк әскәрлириниң өлтүрүлгәнликигә даир семвол характерлиқ бир рәсимни ишләткәнлики кәң даирилик инкас қозғиған болуп, қайтурулған етиразлар нәтиҗисидә иҗтимаий таратқу һесабидин чиқирип ташланған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر