түрк еқими үчүн тарихий имза

җумһур рәис әрдоған билән русийә пирезиденти путин 23 – нөвәтлик хәлқара енергийә йиғинида икки дөләткә алақидар наһайити кәң көләмлик иттипақдашлиқ келишими – түрк еқими келишимини имзалиди.

587160
түрк еқими үчүн тарихий имза

түркийә авази радийоси хәвири: түрк еқими келишим лайиһәси җумһур рәис әрдоған билән русийә пирезиденти путинниң алдида имзаланди. келишимни түркийәгә вәкалитән енергийә вә тәбиий байлиқлар министири бәрат албайрақ, русийәгә вәкалитән енергийә ишлири министири александер новак имзалиди. җумһур рәис әрдоған енергийә һәмкарлиқиниң изчил давамлишидиғанлиқини тәкитлисә, путин түркийәниң енергийә каридориға айлиниғанлиқини ейтти.

 келишимгә асасән русийә мәрсиндә бәрпа қилидиған аққуйу йадро електир истансиси қурулуши басқучи тезлишиду. карханичиларға виза ишлирида қолайлиқ йаритип берилиду. русийә түркийәниң көктат, мевә – чивә вә йемәк - ичмәк мәһсулатлириға қаратқан чәклимини бикар қилди. русийә билән түркийә дөләт мудапийәси саһәсидиму һәмкарлиқ орнитиду. түркийә аләм қатниши вә һава мудапийәси системиси содиси җәһәттә русийәдинму тәклип алиду. русийә түрк карханичиларға виза ишлирида қолайлиқ йаритип бериду һәмдә көк еқим лайиһәси даирисидә түркийәгә сетип бериватқан тәбиий газниң баһасини чүшүрүп бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر