бир әскәр шеһит болди

һаккариниң чуқурҗа наһийәсидики базида қол бомбиси партлап кетип бир әскәр шеһит болди.

585630
бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: хәвпсизлик мәнбәлиридин игиләнгән учурға қариғанда, пийадә қисим әскири фурқан һаммамҗи хантәпә һәрбий базисида вәзипә өтәватқан әснада қол бомбиси партлап кетип шеһит болған.

шеһитниң җиназиси ван қораллиқ сақчи қисим муқимлиқни сақлаш қоманданлиқи тик учар айропиланлар қисмида өткүзүлгән мурасимдин кейин һәрбий айропилан билән йурти қәйсәригә йолланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر