күллийәдә уштумтут хәвпсизлик йиғини ечилди

миллий хәвпсизлик кеңиши йиғинидин бурун җумһур рәислик күллийәсидә уштумтут хәвпсизлик йиғини чақирилди.

578439
күллийәдә уштумтут хәвпсизлик йиғини ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған күллийәдә хәвпсизлик йиғини чақирилди. йиғинға, баш министир бинали йилдирим, армийә қоманданлиқ иштаби башлиқи һулуси акар, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, ички ишлар министири сүләйман сойлу, дөләт мудапиә министири фикри ишиқ вә башқа мунасивәтлик мәсул рәһбәрләр қатнашти. йиғин тәхминән 2 йерим саәт давамлашти. террорлуққа қарши күрәш йиғинниң асаслиқ күнтәртип маддиси болди.  

йиғинда, террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләр, сүрийәниң нөвәттики вәзийити, давамлишиватқан фират қалқини һәрбий һәрикити вә террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш қатарлиқ мәсилиләр тәпсилий музакирә қилинди. чегра бихәтәрлики йәнә бир қетим көздин кәчүрүлди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәшму йиғинда музакирә қилинған йәнә бир муһим күнтәртип маддиси болди. тәкшүрүшләрдә йетип келингән нуқта вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң хәлқаралиқ қурулмиси муһакимә қилинди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر