чавушоғлу: йавропадики чәт әлликләргә өчмәнлик вә ириқчилиқ қилмишлири толиму қорқунчлуқ

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йавропа әллиридики чәт әлликләргә өчмәнлик қилиш вә ириқчилиқ қилмишлириниң толиму қорқунчлуқ икәнликини ейтти.

576298
чавушоғлу: йавропадики чәт әлликләргә өчмәнлик вә ириқчилиқ қилмишлири толиму қорқунчлуқ

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинлири мунасивити билән нийу йоркта зийарәттә болуватқан ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу мәдәнийәтләр иттипақи достлар гурупписиниң министирлар йиғиниға қатнашти.

чавушоғлу бу йәрдә қилған сөзидә, ғәрбий йавропа әллиридә мусулманлар вә башқа аз санлиқлар нишан қилиниватқан һуҗумларниң барғансери әвҗ елип кетиватқанлиқини, пәқәт бултур йавропа вә шималий америкида түркләр нишан қилинған ирқчи һуҗумларниң 108 гә йетидиғанлиқини әскәртти.  

террористлар вә радикал унсурларниң җәмийәттики қутублишиштин пайдилиниватқанлиқини қәйт қилған чавушоғлу, «һуҗумлар пәқәт бихәтәрликимизнила әмәс, көп хиллиқимиз, асаслиқ қиммәт өлчәмлиримиз, инсанлиқимиз вә маслишишчанлиқимизниму нишан қилмақта. террористларниң мәқситиму дәл мусулманлар вә көчмәнләрниң чәткә қеқилиши. йирақни көрәлмәйдиғанлар вә ирқчи сийасийонларниң позитсийәси террорист гуруппиларниң ишиға йараватиду» деди.

маарипниң әһмийити тоғрилиқму тохталған чавушоғлу йаш әвладларниң хшпеиллиқ, хәйрихаһлиқ вә өзара һөрмәт қилиш еңини дәрслик қилип оқутуш арқилиқ йетилдүрүш тәклипини сунди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи бан кимонму вәзипә өтәп келиватқан  10 йилдин буйан мәдәнийәтләр иттипақини қоллаш үчүн күчиниң йетишичә ғәйрәт көрсәткәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر