«фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәт даирисидә даешқа әҗәллик зәрбә берилмәктә

түркийә армийәсиниң 24 – авғуст башланған «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикити даирисидә террорлуқ тәшкилати даешқа аит 103 нишан йәр билән йәксән қиливетилди.

575089
«фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәт даирисидә даешқа әҗәллик зәрбә берилмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң билдүрүшичә, әзиз – рәй районида өктичиләрдин тәшкил тапқан 5 алаһидә һәрикәт гурупписи җәнубқа қарап илгириләватқан болуп, даешқа әҗәллик зәрбә берилмәктә икән.

түнүгүн әтигән тәрәпләрдә террорлуқ тәшкилати даешниң қолиға өтүп кәткән рәй райониниң ғәрбий қисми өктичиләрниң атакиға өтүши билән тәкрар қайтурувелинған.

алдин ениқлап чиқилған даешқа аит 103 нишан 357 данә «боран – чапқун» намлиқ ракетамийут вә 20 данә топ арқилиқ йәр билән йәксән қиливетилгән.

һәрбий һәрикәт даирисидә һазирғичә 927 нишан 3 миң 707 қетим бомбиланған.

бу арилиқта, иттипақдаш күчлири баһвуртаһ, қәдриш вә әләтһәриййә районлиридики даеш унсурлирини уда 6 қетим бомбардиман қилди.

бомбардиманларда 3 террорист уҗуқтурулди, 1 бина билән 1 қорал қачиланған аптомобил йәр билән йәксән қиливетилди.

районда җиддий әһвалларға тақабил туруш оргини билән түркийә қизилай җәмийитиниң әркин сүрийә армийәси билән пуқраларға қарита йардәмлириму үзлүксиз давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر