фират қалқини һәрбий һәрикитидә илгириләш һасил қилинди

сүрийәниң җәраблус районида башланған «фират қалқини» һәрбий һәрикитидә, 845 кивадрат километирлиқ җай пүтүнләй контрол астиға елинди.

570119
фират қалқини һәрбий һәрикитидә илгириләш һасил қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийә баш иштаби елан қилған байанатқа асасланғанда, түркийә армийәси даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши башлиған фират қалқини һәрбий һәрикити 20-күнигә қәдәм қойған вақитқичә, 516 нишан 2223 топ етиши билән битчит қилинған. чегра линйәсидә җәраблус вә раи районлирида көзитиш һәмдә нишанларни алдин байқаш хизмәтлири изчил давам қилмақта икән.

уруш айропиланлириниң туйуқсиз пәйда болидиған нишанлар үчүн тәййар һаләттә туруватқанлиқи, учқучисиз айропиланларниң тохтимастин нишанларни байқаш вә көзитиш ишлирини елип бериватқанлиқи билдүрүлди.

хәлқаралиқ бирләшмә қисим барагитаһ дәпму атилидиған зәйтунлуқ районида, террорлуқ тәшкилати даешниң бир минамийот нуқтисини вә бир қорал-йарағ искилатини пачақлап ташлиди.

түркийә тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси, қизилай җәмийити вә әркин сүрийә армийәсиниң пуқраларға қаритилған инсанпәрвәрлик йардәмләрни йәткүзүш паалийитиниң давам қиливатқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر