«түркийә террорлуқ тәшкилати п й д билән келишти» дегән хәвәрләр рәт қилинди

өмәр чәлик әсәд һөкүмитиниң террорлуқ тәшкилати п й д ни қәстәнлик билән әшу районға йәрләштүргәнликини тилға алди.

562505
«түркийә террорлуқ тәшкилати п й д билән келишти» дегән хәвәрләр рәт қилинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ишлири министири өмәр чәлик түркийәниң террорлуқ тәшкилати п й д билән келишкәнликигә алақидар хәвәрләрниң тоғра әмәсликини ейтти. сүрийәниң шималидики вәзийәт һәққидә тохтилип, әсәд һөкүмитини тәнқид қилди вә: «әсәд һөкүмити террорлуқ тәшкилати п й д ни қәстәнлик билән мушу районға йәрләштүрди» деди.

өмәр чәлик анадолу хәвәр агентлиқиға бәргән байанатида, түркийәниң террорлуқ тәшкилати п й д билән келишкәнликигә алақидар хәвәрләрниң пүтүнләй йалғанлиқини билдүрүп, «буни қәтий қобул қилалмаймиз. бәзи дөләтләрниң байанатчилириму өзлиричә <түркийә билән корд унсурлар (йәни п й д ни демәкчи) оттурисида пүтүшүш йаки уруш тохтитиш ишқа ашти> дейишип йүрийду. түркийә мустәқил бир дөләттур. қанунлуқ бир дөләттур. бундақ террорлуқ тәшкилатлири билән охшаш сәвийәдә баһаларни берип, гойа иккиси оттурисида келишим һасил болғандәк йаки пүтүшүп қалғандәк көрситилишини қәтий қобул қилалмаймиз» деди. 

өмәр чәлик әсәд һөкүмитиниң террорлуқ тәшкилати п й д ни қәстәнлик билән мушу районға йәрләштүргәнликини тилға елип, «әсәд һөкүмити қозғилаңчилар у йәрниң контроллуқини тартивалмисун дәп, қәстәнлик билән террорлуқ тәшкилати п й д ни йәрләштүрди. п й д у йәрдә әсәд һөкүмити үчүн бир сақчи понкити болуш ролини ойниди. һөкүмәт әскәрлириниң бир түркүм қораллири уларға тапшуруп берилди, шуниң билән әсәд һөкүмитиниң әмәлий қоллиши вә риғбәтләндүриши нәтиҗисидә п й д у йәрни қолға чүшүрди» деди. ғәрб медийалири вә бәзи ғәрб дөләтлири рәһбәрлири илгири суриватқандәк түркийәниң кордларға қәтий қарши әмәсликини тәкитлиди. 2014 – йилида кобани вәқәси йүз бәргәндә бәзи корд гуруппиларниңму бу шәһәргә кириши террорлуқ тәшкилати п й д тәрипидин чәкләнгәнликини әскәртип, бу җәрйанда кордларниң қәтлиамға дуч келишини түркийәниң тосуп қалғанлиқини тәкитлиди.

йавропа иттипақи ишлири министири өмәр чәлик «биз террорлуқ тәшкилати болғанлиқи үчүн п й д ға қаршимиз. биз районда мәзһәбни вә ирқни асас қилған дөләтләрниң чиқишини халимаймиз. буни худди түркийә кордларға қаршидәк шәкилдә сунуш тоғра әмәс» деди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر