түркийә армийәси: 24 - авғусттин буйан сүрийәдә 400 куадерат километирлиқ саһә тазиланди

түркийә армийәси, ‹фират қалқини› һәрикитигә мунасивәтлик әң йеңи әһваллар тоғрисида җамаәтчиликкә мәлумат бәрди.

561797
түркийә армийәси: 24 - авғусттин буйан сүрийәдә 400 куадерат километирлиқ саһә тазиланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси рәсмий байанат елан қилип, түркийә қораллиқ күчлириниң даеш террорлуқ тәшкилатини райондин чиқириветиш мәқситидә қоллап – қуввәтлигән әркин сүрийә армийәсиниң сүрийәдә йәнә 10 йезини террорчи унсурлардин тазилиғанлиқини билдүрди.

баш қоманданлиқ иштаби тәрипидин елан қилинған байанатта, фират қалқини һәрикити башлиған 24 – авғусттин буйан 400 куадерат километир җайниң даеш, PYD/YPG террорлуқ тәшкилатлиридин тазиланғанлиқи тәкитләнди.

байанатта йәнә, җәраблус районида һазирғичә қолға киргүзүлгән җайниң ғәрбигә өтүлгәнлики вә даеш террорлуқ тәшкилатиниң контроллуқидики җайларни тазилаш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر