исмаил қәһриман малазгирт зәпириниң 945 – хатирә йилини тәбриклиди

исмаил қәһриман «түрк хәлқи малазгирттә зәпәр қучуш арқилиқ тарихниң йөнилишини өзгәрткән вә һәқни үстүн қилиш үчүн әһли сәлипләргә исламниң қиличи икәнликини көрситип қойған иди» деди.

560071
исмаил қәһриман малазгирт зәпириниң 945 – хатирә йилини тәбриклиди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи исмаил қәһриман, малазгирт зәпириниң 945 – хатирә йили мунасивити билән тәбрик сөзи елан қилди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи исмаил қәһриман сөзидә, «түрк хәлқи малазгирттә зәпәр қучуш арқилиқ тарихниң йөнилишини өзгәрткән вә һәқни үстүн қилиш үчүн әһли сәлипләргә исламниң қиличи икәнликини көрситип қойған иди» деди.

исмаил қәһриман йәнә: «әҗдадлиримизниң бизгә қалдуруп кәткән мәдәнийәт мирасини мәңгү йашнитиш вә техиму илгирилитиш әң биринчи вәзипимиздур. бу мәқсәт үчүн  миллий бирликимизни, вәтинимизниң бир пүтүнлүкини қоғдаш әң муһим бурчимиздур» дегән сөзләрниму ишләтти. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر