түркийә армийәси, PYD вә даешниң сүрийәдики нишанлириға зәрбә беришкә башлиди

түркийә армийәси, PYD вә даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң сүрийәдики нишанлириға зәрбә беришкә башлиди.

557212
түркийә армийәси, PYD вә даешниң сүрийәдики нишанлириға зәрбә беришкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қанхор террорчиларға зәрбә беришни давамлаштуруватқан түркийә армийәси,  PKK террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәдики гумаштиси PYD ниң һәләб шәһиригә қарашлиқ мәнбич райониниң шимали қисмидики нишанлирини еғир топқа тутмақта.

мәнбич йалғуз сүрийәниңла әмәс, районниңму һалқилиқ әһмийәткә игә наһийәлириниң бири һесаблиниду. фират дәрйасиниң ғәрбий қисмиға җайлашқан мәнбич, өткән һәптә PYD террорчилириниң қолиға өтүп кәткәниди.

түркийә армийәсиниң зәмбирәкчи қисимлири, иккинчи бир қанлиқ тәшкилат даешниң һәләбкә қарашлиқ җәраблустики нишанлириға зәрбә беришни давамлаштурмақта.

ғазиантәпниң қариқамиш наһийәсиниң удулиға җайлашқан җәраблустин етилған оқлар түркийә земинлириға чүшүп, кишиләрниң өлүми вә йарилинишини кәлтүрүп чиқармақта иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر