демократийәни қоғдаш нувитидә туруш йеғилишиниң ахириқи күни җошқун кәйпийатқа чөмүлди

мәйданға чоң икранда баш министир бинали йилдирим вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бәштәпәдики җумһур рәислик күллийәси бағчисида хәлққә қилған хитабини аңлитилди.

550145
демократийәни қоғдаш нувитидә туруш йеғилишиниң ахириқи күни җошқун кәйпийатқа чөмүлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: мәмликәтниң һәммила йеридә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмиси (FETÖ/PDY)ниң 15 – ийулдики һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш  һәрикитигә наразилиқ билдүрүш үчүн елип бериливатқан демократийәни қоғдаш нувитидә туруш йеғилишиниң ахириқи күнидә мәйданлар тулуп ташти.

истанбулда тақсим мәйданида ахшамниң дәсләпки саәтлиридила топлинишқа башлиған миңлиған хәлқ аммиси челинған марш вә нахишларни тәңкәш қилди.

түрк байрақлиридин башқа йәнә әзәрбәйҗан вә пәләстин байрақлирини көтүрүшүвалған хәлқ аммиси «йегит изиңдимиз» «қәһриман чәңчиләр», «тик тур егилмә», «рәҗәп таййип әрдоған» дәп йезилған лозинкиларниму көтүрүшүп йиғилишқа қатнашти.

үскүдар кисиклидиму җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң өйиниң алдиға йиғилишған вәтәндашлар һәрхил шоарларни товлап, тәкбир ейтти.

измирдики конак мәйданида демокартийәни қоғдаш нөветидә туруватқан хәлқ аммиси, ахириқи күндиму мәйданни лиқ толдурди.

27 күндин буйан мәйданни бош қоймайватқан вәтәндашлар қоллирида түрк байрақлирини көтүрүшкән һалда шоарларни товлишип, һәрбий – сийасий өзгиришкә урунғанларға наразилиқини билдүрди.

адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң измир вилайәтлик башқармиси тәрипидин демократийәни қоғдаш нөвитидә туруш паалийити урунлаштурулған дәсләпки күндин буйан хәлқ аммисиниң һессйатини ипадиләп йазған 11 хатирә дәптири әрдоғанға әвәтип берилидиған болди.

биләҗиктиму миңлиған киши түркийә байрақлирини көтүрүшкән һалда җумһурийәт мәйданида бир йәргә җәм болди. мәйданға қурулған чедир вә чоң икранда баш министир бинали йилдирим вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бәштәпәдики җумһур рәислик күллийәси бағчисида хәлққә қилған хитабини аңлиди.

зонгулдактиму кан ишчилири хатирә мәйданидики пирограммиға түркийә байрақлири, шоар вә лозинкиларни көтүрүшүп кәлгән кишиләр мәйдани толдурди. «тик тур егилмә! бу милләт сән билән биргә!» дәп шоарларни товлиди.

дийарбакир, әлазиғ, батман, мардин, ширт вә бингөлдиму фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмиси (FETÖ/PDY)ниң 15 – ийулдики һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш  һәрикитигә наразилиқ билдүрмәкчи болған хәлқ аммиси, демократийәни қоғдаш нөвитиниң ахириқи күнидә мәйданларни лиқ толдурди. курд тилда мәвлүт оқулди. террорлуқ тәшкилати п к к ниң сур вә мардинда елип барған һуҗумлирини әйиблиди.

кирикларәлидиму вилайәт мәйданиға топлашқан киишиләр түркийә байриқини көтүрүшкән вә һәр хил шоарларни товлашқан һалда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға наразилиқ билдүрди. сиганлар тәрипидин қурулған барбанчилар әтрити нумур көрсәтти.

һаккаридә вали мәһкимиси алдиға топлашқан кишиләр 15 – ийулдики һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш  һәрикитидә шеһит болғанлар үчүн дуа қилди. үнлүк шоарларни  товлишип, мәйданға қурулған чоң икранда 15 – ийул кечиси йүз бәргән ечинишлиқ вәқәләрни көрди вә рәҗәп таййип әрдоған деклиматсийә қилған шиерни аңлиди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر