дөлитимизниң һәммә җайлиридики хәлқ «демократийә вә шеһитләр йиғилиши» ни қоллиди

дөлитимизниң һәрқайси җайлиридики мәйданларни лиқ толдурған хәлқ мустәқиллиқниң символи болған түркийә байрақлири билән, истанбул йәникапида өткүзүлгән «демократийә вә шеһитләр йиғилиши» ни қизғин қоллиди.

547562
дөлитимизниң һәммә җайлиридики хәлқ «демократийә вә шеһитләр йиғилиши» ни қоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк миллитиниң бирлик вә баравәрликини көз алдида намайан қилған «демократийә вә шеһитләр йиғилиши» ни өзлири йашаватқан вилайәт вә наһийәләрдә туруп қизғин қоллиған хәлқ, һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунғанларға ләнәт йағдурди.

пайтәхт әнқәрәдә қоллирида түркийә байрақлири, ғази мустапа камал ататүрк вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәсимини көтүргиничә қизилай мәйданиға топланған хәлқ, «шеһитләр өлмәйду, вәтән парчиланмайду» дәп шоар товлиди. мәйдандики сәһнидин хәлқни «бирлик вә баравәрлик» ни мәзмун қилған саламлаш нутуқлири ахирлашқандин кейин, чоң екранлиқ телезорда истанбул йәникапидаки йиғилиш көрситилди. һөрмәттә туруп, бирликтә истиқлал марши оқуған хәлқ, қуран кәрим тилавитиға қулақ салди.

измирдики конак мәйданида өткүзүлгән йиғилишқа қатнашқан кишиләр, қоллирида түркийә байриқини көтүргән һалда фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати(FETÖ) ға қарши шоар товлиди. кишиләр җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға сөйгүсини ипадилиди вә «милләт марши» ни бирликтә оқуди.

шанлиурфадики рабийә мәйданида өткүзүлгән йиғилишқа, түрк, әрәб, күрт(корд) вә башқа милләтләрдин болған кишиләр һәмдә сүрийәдин кәлгән мусапирлар тәхминән 40 гирадуслуқ иссиққа қаримай иштирак қилди.

анталйа җумһурийәт мәйданидики йиғилишта, кишиләр җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йәникапида сөзлигән нутқини йанфонлириниң чириғини йандуруш арқилиқ қоллиғанлиқлирини ипадилиди.

чорумдики һөррийәт мәйданиға топланған кишиләр, 15-ийул кечиси шеһит болғанлар вә түркийәниң келәчики үчүн дуа қилди. нурғунлиған кишиләр дуа ахирлашқичә көз йашлирини туталмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر