битлистә 1 әскәр шеһит болди

террорлуқ тәшкилати п к к әзалири аманлиқни сақлаш хадимлириға узун мусапилиқ қораллар билән һуҗум қилди.

546094
битлистә 1 әскәр шеһит болди

 

түркийә авази радийоси хәвири:  битлисниң һизан наһийәсидә террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип берилған һәрикәт җәрйанида 1 нәпәр әскәр шеһит болди.

назар районидики йеза - қишлақларда һәрикәт елип бериватқан аманлиқни сақлаш хадимлириға террорчилар узун мусапилиқ қораллар билән һуҗум қилди.

вәқәдә йәнә бир нәпәр вақитлиқ йеза қоғдиғучиси йаридар болди.

районда террорчиларни тутуш үчүн кәң - көләмлик һәрбий һәрикәт башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر