һәрбий исйандин кейин генерал вә офитсерларни өз ичигә алған көп санда әскәр қоғланди

һәрбий исйандин кейин генерал, офитсер вә кәспий әскәрни өз ичигә алған көп санда әскәр түркийә армийәсидин қоғланди.

539428
һәрбий исйандин кейин генерал вә офитсерларни өз ичигә алған көп санда әскәр қоғланди

түркийә авази радийоси хәвири: җиддиий һаләт елан қилинғандин кейин елиниватқан тәдбирләр даирисидә һәрқайси дөләт органлири вә идариларда тәкшүрүш елип беришқа мунасивәтлик қарарнамиға асасән, миллий бихәтәрликкә тәһдит селиватқан фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлирини тазилаш һәрикити башланди. һәрикәт даирисидә қуруқлуқ армийәси қоманданлиқ иштабидин 87 генерал, 726 офитсер, 256 кәспий әскәр, деңиз армийәси қоманданлиқ иштабидин 32 полковник, 59 офитсер, 63 кәспий әскәр؛ һава армийәси қоманданлиқ иштабидин 30 генерал, 314 офитсер, 117 кәспий әскәрни өз ичигә алған 1684 әскәр түркийә армийәсидин қоғлап чиқирилди.

буниңға мунасивәтлик қарарнамә бүгүнки рәсмий гезиттә елан қилинған болуп, қарарнамә 29 – ийулдин етибарән иҗра қилиниду.

түркийә армийәсидин қоғлап чиқирилған кишиләрниң мәһкумийәт қарари болмастинла һәрбий унванлири вә мәмурлуқ һәқлири тартивелиниду, түркийә армийәсигә қайта қобул қилинмайду, һечқандақ бир орунда мәмур болалмайду, биваситә йаки васитилик вәзипә тапшурулмайду.

қораллиқ сақчи қисимға мунасивәтлик қанун – бәлгилимиләргә асасән саһил бихәтәрликини қоғдаш қоманданлиқ иштабиниң бәлгилимиригиму қисмән өзгәртиш киргүзүлгән қарарнамигә көрә, қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби билән саһил бихәтәрликини қоғдаш қоманданлиқ иштаби ички ишлар министирлиқиға қарашлиқ болди.

бүгүнки алий һәрбий кеңәш йиғинида елинидиған қарарларға асасән вәзипигә тәйинләш, пинсийәгә чиқириш вә түркийә армийәсидин қоғлап чиқиришқа мунасивәтлик ишлар 29 – ийулдин башлап иҗра қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر