нуман қуртулмуш барлиқ исйанчи унсурларниң тазилинидиғанлиқини ейтти

нуман қуртулмуш учришиштики сөзидә 15 – ийулниң түркийәгә вә түркийәниң достлириға нисбәтән муһим бир бурулуш нуқтиси болғанлиқини ейтти.

538868
нуман қуртулмуш барлиқ исйанчи унсурларниң тазилинидиғанлиқини ейтти

 

түркийә авази радийоси: муавин баш министир нуман қуртулмуш һәрбий исйанни оттуриға чиқарған барлиқ унсурларниң тазилинидиғанлиқини ейтти.

нуман қуртулмуш фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати/ параллел дөләт қурулмисиниң һәрбий исйан чиқиришқа урунишидин кейин түркийәдики демократийәни қоғдаш нөвәтлирини қоллап - қуввәтләш үчүн түркийәгә кәлгән косова дөләт ишлири министири вә косова демократик түрк партийәси рәиси маһир йағчилар билән чанкайа сарийида көрүшти.

нуман қуртулмуш учришиштики сөзидә 15 – ийулниң түркийәгә вә түркийәниң достлириға нисбәтән муһим бир бурулуш нуқтиси болғанлиқини ейтти.

нуман қуртулмуш әгәр һәрбий исйан нәтиҗигә еришкән тәқдирдә, түркийәниң әтраптики достлири билән болған мунасивәтлириниң еғир зийанға учриған болидиғанлиқини тилға елип, «шуңа бу җәһәттә бизни қоллиған пүтүн достлиримизға, болупму косовадики достлиримизға көп рәхмәт ейтимиз. бу зийаритиңиз бизгә башқичә күч қошти. түркийә иншааллаһ пүтүн достлири билән биргә бу районнниң парлақ йултузи болушни давамлаштуриду» деди. 

нуман қуртулмуш хәлқниң өз ирадисигә игә чиқип, чоң дастан йазғанлиқини билдүрүп, «биздә <һәрқандақ йаманлиқта бир хәйр бардур> дәйдиған гәп бар. бу һәрбий исйанға урунуш һәрикити иншааллаһ бизгә нисбәтән йахшилиқларни оттуриға чиқириду вә түркийә техиму демократик бир дөләт болуп йолини давамлаштуриду» деди.

маһир йағчиларму һәрбий исйан сәвәбидин косова хәлқиниң түркийә хәлқи билн тәң азаб һес қилғанлиқини шундақла һәрбий - сийасий өзгиришкә қарши икәнликини билдүрүп, «бундақ урунушларни қәтий қобул қилишқа болмайду» деди.

косовада һәрбий сийасий өзгиришни рәт қилип, хәлқниң ирадисини қоллиғанлиқини билдүргән йағчилар, «түркийәниң қудрәт тепиши, районниң муқимлиқи вә күчийишини ишқа ашуриду. өз нөвитидә йәнә балқан райониниңму қудрәт тапқанлиқи  болиду» деди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر