бинали йилдирим бартинда демократийә нөвитидә туруватқан хәлққә хитаб қилди

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати (FETÖ) ниң 15 – ийулдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунушидин буйан, пүткүл хәлқ түркийәдә мәйданлардин айрилмай «демократийә нөвити» ни давамлаштурди.

537000
бинали йилдирим бартинда демократийә нөвитидә туруватқан хәлққә хитаб қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз баш министири бинали йилдирим бартин вилайитидә демократийә нөвитидә туруватқан кишиләргә телефонда хитаб қилди вә демократийә нөвитиниң хәйрилик болушини тилиди. у бартинниң һәрдаим дөләт вә хәлқни қоллап кәлгәнликини, 15 – ийулдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш вәқәсидиму пүтүн дөләттикигә охшаш, бартиндиму миллий ирадиниң ғәлибә қилғанлиқини әскәртти. у мундақ деди:

«15 – ийул наһайити зулмәтлик вә узун бир кечә иди. әмма, һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң адәмлири бир нуқтини ойлийалмиди. улар ойлийалмиған нуқта, түркийәгә ашиқ, дунйа рәһбири вә баш қомандан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иди. у нуқта -хәлқниң ирадисини қолида тутқан, хәлқниң қоллиши вә дуаси билән һакимийәт бешида турған 65 – һөкүмәт иди. улар дөлитигә, хәлқигә вә байриқиға садиқ, истиқлалға болған сөйгү билән мәйданларни толдурған әзиз хәлқни ойлийалмиди, бирақ иш ахирлашмиди. йәнә бир мәзгил мәйданларда байрам шадлиқи ичиидә демократийә нөвитини тутушни давамлаштуримиз. җумһурийәт хәлқ партийәси, миллийәтчи һәрикәт партийәси, адаләт вә тәрәққийат партийәси дәп айримастин, барлиқ иҗтимаий тәшкилатлар һәмдә җамаәт әрбаплири билән бартинниң мәйданлирини қайнам – ташқинлиққа чөмдүримиз. түркийәгә, пүткүл дунйаға, түркйә хәлқиниң мустәқиллиққә болған ашиқлиқини әң йуқири авазда товлаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر