бинали йилдирим: хәлқимгә рәһмәт ейтимән

баш министир бинали йилдирим коча вә мәйданларни һәрбий өзгириш қилишқа урунған унсурларға ташлап бәрмигән хәлқ аммисиға рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди.

530457
бинали йилдирим: хәлқимгә рәһмәт ейтимән

түркийә авази радийоси хәвири: фәтө (фәтһуллаҗи террорлуқ тәшкилати) ға четишлиқ бир топ әскәрләр, хәлқниң қоралини хәлққә тәңлиди. бәзи җайлар бомбардиман қилинди, хәлқниң үстигә қаритип танка һәйдәлди, оқ чиқирилди. айропилан вә һәрбий тик учарлар җумһур рәислик күллийәси, армийә қоманданлиқ иштаби, миллий истихбарат тәшкилати, әнқәрә сақчи идариси, гөлбаши алаһидә сақчи қисми мәркизини нишан қилди. гөлбаши баш тәптиш мәһкимиси һуҗумларда 42 адәмниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилди. айропиланларниң җумһур рәислик күллийәси җайлашқан бәштәпә әтрапини бомбилиши нәтиҗисидә, бәш адәм һайатидин айрилди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ғиму нурғун қетим бомба ташланди, вәқәләрдә 12 сақчи йариланди.

дөлитимиз баш министири бинали йилдирим һәрбий өзгиришкә қатнашқан бир генералниң өлтүрүлгәнлики хәвириниң йетип кәлгәнликини ейтти. у мундақ деди:

«өктичи партийәләрниң рәһбәрлиригә тәшәккүр ейтимән, демократийәгә игә чиқти, һәрбий өзгиришкә қарши мәйданини наһайити рошән ипадиләп, һөкүмитимизни қоллиди. иккинчиси, хәлқимиз кочиларни һәрбий өзгириш қозғимақчи болған унсурларға ташлап бәрмиди, пүтүн хәлқимгә рәһмәт ейтимән. хәлқимиз демократийәни қоғдиди, хәлқимиз мәйданлардин һәр∣гизму айрилмисун, өйлиридин сиртқа чиққанлар мәйданларға кәлсун.»

баш министир армийә қоманданлиқ баш иштаб башлиқлиқ вәзиписигә 1 – армийәниң қомандани генерал үмит дүндарниң тәйинләнгәнликини билдүрди.

фәтө террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий өзгириш қозғаш җәрйанида гөрүгә еливелинған баш иштаб башлиқи генерал һулуси акар әнқәрә акинҗадики 4 – һәрбий айропиланлар база қоманданлиқ иштабида елип берилған һәрбий һәрикәт билән қутқузулди.

бинали йилдирим: «баш иштаб башлиқимиз һулуси акар сақ – саламәт қутқузувелинди. һазир чанкайа сарийида хизмәт орнида» деди.

ички ишлар министири әфкан аланиң йолйоруқи билән фәтө (FETÖ) ға әза 29 офитсер вә бәш генерал вәзиписидин елип ташланди. һәрбий өзгиришкә урунған фәтөға әза 754 киши тутулди.

түркийә баш сақчи идарисиниң мудири җәлаләттин ләкәсиз әнқәрәдә бәштәпәдики жандарма қоманданлиқ мәркизидә 16 әскәрниң өлүк һалда қолға чүшүрүлгәнликини, 250 кә йеқин әскәрниң қолға елинғанлиқини билдүрди. җәлаләттин ләкәсиз бу йәрдики әскәрләрниң 81 вилайәттики жандармини һәрикәткә өткүзүп, қоманданлиқ қилип, һәрбий өзгириш қилишқа урунғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر