әрдоған нуғунлиған дөләт рәһбәрлири билән телефонда көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, қазиқистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайевниң туғулған күниниму тәбриклиди вә авғуст ейида түркийәгә қилидиған зийарити үстидә музакириләшти.

525212
әрдоған нуғунлиған дөләт рәһбәрлири билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  роза һейт мунасивити билән қазиқистан пирезиденти нәзәрбайев, иран пирезиденти руһани, негирийә дөләт рәиси бухари, һиндонезийә пирезиденти видодо вә һамас сийасий бийруси башлиқи мәшал қатарлиқ рәһбәрләр билән телефонда көрүшти.

түркийә җумһур рәислики мәнбәлири, бу учришишниң һейтни тәбрикләш мунасивити билән елип берилғанлиқини билдүрди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, қазиқистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайевниң туғулған күниниму тәбриклиди вә авғуст ейида түркийәгә қилидиған зийарити үстидә музакириләшти.

иран пирезиденти руһаниму истанбулдики террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди вә террорлуққа қарши күрәштә хәлқаралиқ һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитлиди.

халид мәшал болса, гирсунда тик учар чүшүп кетиш вәқәсидә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә теләклирини йәткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر