түркийә һава армийәси террорчиларға қақшатқуч зәрбә бәрди

түркийә һава армийәсигә тәвә уруш айропиланлири тапшуруп алған истихбаратқа асасән йерим кичидә һавадин һәрикәт башлиди.

525222
түркийә һава армийәси террорчиларға қақшатқуч зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуққа қарши күрәш қәтийлик билән давамлашмақта.

җуди теғи вә гүчлүконак әтрапида елип берилған һава һәрикитидә, террорлуқ тәшкилатиниң мүкүнүш үчүн ишлитидиған 7 панаһаҗайи бит – чит қилип ташланди. 

түркийә һава армийәсигә тәвә уруш айропиланлири тапшуруп алған истихбаратқа асасән йерим кичидә һавадин һәрикәт башлиди.

һәрбий һәрикәттин кейин уруш айропиланлири нәтиҗилик һалда базиға қайтип кәлди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر