истанбулдики террорлуқ һуҗуми билән четишлиқи бар 17 гумандар қолға елинди

истанбул ататүрк айродурумида 45 кишиниң җениға замен болған террорлуқ һуҗуми билән четишлиқи бар 17 гумандар қолға елинди.

524226
истанбулдики террорлуқ һуҗуми билән четишлиқи бар 17 гумандар қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: тәптиш мәһкимисидә сорақ қилинғандин кейин бақиркөй җинайи ишлар сот мәһкимисигә йолланған 11 и чәт әллик 17 гумандарниң сорақ ишлири тамамланди. сот коллегийәси 17 гумандарни қолға елишқа һөкүм қилди.

бақиркөй баш тәптиш мәһкимиси тәрипидин елип бериливатқан тәкшүрүш даирисидә истанбул җамаәт хәвпсизлики идариси терроризмға қарши күрәш әтрәтлири 17 гумандарни тутқандин кейин сот мәһкимисигә йоллиған, алдинқи күниму истанбул ататүрк айродурумида йүз бәргән террорлуқ һуҗуми билән четишлиқи бар 3 и чәт әллик болуп, 13 киши тутулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر